Алмату: Мектеп, 2017. — 248 б.
Бәдиий әсәр оқуш — инсан һаятидики әң бебаһа әмәл-һәвәстур. У һәрқандақ шәхскә роһий мәдәт берәләйду. Бәдиий әсәр оқуған адәмдә дайим алаһидә мәнивий күч-ғәйрәт, қизиқиш, интилиш пәйда болиду.
Ундақ шәхс йеңи ишларға бәл бағлайду, униң қәлбидә қандақту зор ишәнчә-етиқат, ойғиниш һис-туйғулири пәйда болиду. Һәр вақит китап
оқуған инсан аста-аста билимгә аит йеңилиқлар алимигә қәдәм ташлайду, у һәрхил учур-әхбаратларни топлашқа башлайду. Бу уни йеңи сирлиқ аләм, билим дуниясиға йетәкләп туриду. Бәдиий әсәр оқуған киши иҗтимаий һәм мәдәний турмушниң өзи үчүн йеңи қир-сирлирини ачиду, униң қәлбидә хошаллиқ яки ечиниш һиссиятлири пәйда болуп, һаятта тоғра йолни таллавелиши үчүн қандақ имканийәтләрниң бар екәнлигини байқайду. Яхши-яманни, егиз-пәсни, ақ-қарини қурбилиридин хелә бурунла илға қилишқа башлайду.